америкадики қуйун апитидә қаза қилғанларниң сани 26 гә йәтти

американиң миссисипи иштатида йүз бәргән қуйун  апити сәвәбидин қаза қилғанларниң сани 26 гә өрлиди.

1965125
америкадики қуйун апитидә қаза қилғанларниң сани 26 гә йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: американиң шәрқий җәнубиға җайлашқан миссисипи иштатида қуйун вә қаттиқ гүлдүрмамилиқ йамғурниң зийини күнсери еғирлашмақта.

миссисипи җидди һаләтләргә тақабил туруш оргини (MEMA) ниң байанатида, қуйун апити сәвәбидин миссисипи иштатида 25 киши вә  алабама иштатида 1 кишиниң қаза қилғанлиқи  һәмдә районда издәш вә қутқузуш хизмитиниң давамлишиватқанлиқи уқтурулди.

иштатта зор бузғунчилиқ пәйда қилған қуйун апити сәвәбидин нурғун өй вә имарәтләр зийанға учриди,  електр линийәлири вә дәрәхләр йиқилип, миңлиған киши токсиз қалди.

америка пирезиденти җо байдин районға федератип йардәм йоллинидиғанлиқини билдүрүп: « бу вәйран қилғуч боранниң тәсиригә учриған пуқралиримизға йардәм қилиш үчүн қолимиздин келидиған һәммә ишни қилимиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر