чехийә парламентиниң башлиқи хитайниң наразилиқиға песәнт қилмастин тәйвәндә зийарәттә болмақта

чехийә парламентиниң башлиқи маркета пекарова адамова хитай билән игилик һоқуқ тоқунуши давамлишиватқан тәйвәнни зийарәт қилди.

1965084
чехийә парламентиниң башлиқи хитайниң наразилиқиға песәнт қилмастин тәйвәндә зийарәттә болмақта

түркийә авази радийоси хәвири: чехийә парламенти башлиқи маркета пекарова адамова түнүгүн (25-март) сода-санаәтчиләр, академиклар вә һөкүмәт әмәлдарлирини өз ичигә алған 150 кишилик һәйәт билән тәйвәнгә йетип барди.

адамова чехийә билән тәйвәнниң арилиқи узун болушиға қаримай, охшаш йадролуқ қиммәт қарашқа игә икәнликини, шуңлашқа чехийәниң тәйвәнни қоллайдиғанлиқини билдүрди.

бәш күнлүк зийарәт үчүн тәйвәнгә йетип кәлгән адамова тәйвән рәһбири сәй йиңвен билән көрүшиду һәмдә парламентта нотуқ сөзләйду.

чехийәниң йеңи пирезиденти петер павел сайламда ғәлибә қилип арқидинла украина пирезиденти володимир зеленский вә тәйвән рәһбири сәй йиңвен билән телефонда көрүшкән иди. хитай «бир хитай» сийасити баһаниси билән бу көрүшүшкә қарита наразилиқ билдүргән иди.

хитай өз земининиң бир қисми дәп дәва қиливатқан тәйвән, 1949 - йилдин буйан әмәлий мустәқиллиққа игә бир дөләт сүпитидә мәвҗутлуқини давамлаштуруп кәлмәктә.

хитай чоң қуруқлуқи билән тәйвән оттурисидики ички уруштин кейин пәйда болған бу айрилиш һазирғичә давамлашмақта.

хитай һөкүмити «бир хитай» пиринсипини тәкитләп, тәйвәнниң дунйадики дөләтләр билән мустәқил дипломатик мунасивәт орнитишиға, бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә башқа хәлқаралиқ тәшкилатларда рәисмий вәкил турғузушиға қарши чиқип кәлмәктә һәмдә өзини етирап қилған дөләтләрниң тәйвән билән дипломатик мунасивәтни үзүши керәкликини шәрт қилип кәлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر