шималий корейәдә йүз миңларчә киши һәрбий сәпкә кириш үчүн тизимға алдурди

корейә йерим арилида җиддийчилик давамлашмақта.

1962964
шималий корейәдә йүз миңларчә киши һәрбий сәпкә кириш үчүн тизимға алдурди

түркийә авази радийоси хәвири: шималий корейә дөләтлик телевизийә истансиси 1 милйон 400 миң кишиниң америка қошма иштатлириға қарши уруш қилиш мәқситидә һәрбий сәпкә кириш үчүн тизимға алдурғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә дейилишичә, шималий корейә рәһбири ким җоңун алдинқи һәптә ахирида, америка вә җәнубий корейәгә қарши йадро һуҗуми қилиш сенарийәлик һәрбий маневирға қатнашқан.

игилинишичә,  америка қошма иштатлири билән җәнубий корейә армийәлири тәрипидин районда йеқинқи йиллардин буйанқи әң кәң көләмлик һәрбий маневир өткүзүлмәктә икән.

шималий корейә җәнубий корейәниң пайтәхти сеолдин 65 километир йирақлиқта өткүзүлүватқан бу һәрбий маневирға наразилиқ билдүргән вә бу маневирни «таҗавузчилиқ нишан қилинған маневир» дәп атиған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر