фирансийә кочилири йәнә қалаймиқанлашти

фирансийәниң пайтәхти парижда пенсийә йешини тәдриҗий 64 кә йәткүзүшни мәқсәт қилған пенсийә ислаһатиға қарши турғучиларниң намайишида 120 адәм қолға елинди.

1961169
фирансийә кочилири йәнә қалаймиқанлашти
fransa protesto.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийә баш министири елизабет борнениң пенсийә йешини 62 йаштин 64 йашқичә өстүрүшни мәқсәт қилған мәзкур қанун лайиһәсини беләт ташлимай туруп мақуллаш қараридин кейин,  ислаһатқа қарши турғучилар дөләтниң охшимиған шәһәрлиридә, шундақла парижда кәң көләмлик намайиш тәшкиллиди.

миңлиған ислаһатқа қарши турғучилар париждики парламентқа йеқин конкорд мәйданиға йиғилди. сақчилар билән намайишчилар оттурисида җиддийчиликләр йүз бәрди. мәндандин тарқитиветилгән намайишчилар йан кочиларға тарқалди.

намайишчилар париж кочилирида бир қанчә күндин буйан тазилиқ ишчилириниң иш ташлиши сәвәблик дөвилинип қалған әхләтләргә, аптомобил вә бир қисим аммиви мал-мүлүкләргә от қойди.

намайишларда 120 киши қолға елинди.

йәрлик таратқуларниң хәвәр қилишичә, нонт, лион вә ғен қатарлиқ шәһәрләрдиму сақчилар билән намайишчилар оттурисида сүркилишләр йүз бәргән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر