молдовада миңлиған киши һөкүмәткә қарши намайиш өткүзди

молдованиң пайтәхти кишиневда миңлиған кишиниң қатнишиши билән һөкүмәткә қарши наразилиқ намайиши өткүзүлди.

1958696
молдовада миңлиған киши һөкүмәткә қарши намайиш өткүзди

түркийә авази радийоси хәвири: молдова парламентида орун алған шор партийәсиниң тәшкиллииши билән өткүзүлгән намайишқа, миңлиған киши қатнашти вә кишиневдики парламент мәйданидин һөкүмәт бинасиға қарап пийадә йүрүди.

йүрүшни тосмақчи болған сақчилар билән намайишчилар оттурисида пат-пат тоқунуш йүз бәрди.

молдованиң башқа шәһәрлиридинму намайишқа қатнишиш үчүн пайтәхт кишиневға, аптобус билән елип келингән пуқраларниң шәһәргә киришиниң чәкләнгәнлики билдүрүлди.

намайишта һөкүмәткә қарши шоарлар товланди һәмдә тәбиий газ, ток вә башқа мәһсулатлар баһасиниң өсүп кетишигә наразилиқ билдүрүлди.

намайишчилар һөкүмәттин йанвар вә февралға тәвә ток вә тәбиий газ һәққиниң елинмаслиқини тәләп қилди.

молдова җумһурийитигә тәвә гагавуз аптоном райониниң пайтәхти комраттиму намайиш өткүзүлди.

молдова ички ишлар министирлиқиниң байанатида, намайишта  54 кишиниң йенидин чәкләнгән нәрсиләрниң чиққанлиқи сәвәбидин қолға елинғанлиқи билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر