америка билән грузийә русийәгә қаритилған ембарголарни давамлаштурушта бирдәклик һасил қилди

америка билән грузийә русийәниң украинаға қаратқан һуҗумлири сәвәбидин йолға қойулған иқтисадий ембарголарниң давамлишиши керәклики вә москва даирилириниң бу бесимни һес қилишни давамлаштуриши керәклики һәққидә бирдәклик һасил қилди.

1958330
америка билән грузийә русийәгә қаритилған ембарголарни давамлаштурушта бирдәклик һасил қилди

түркийә авази радийоси хәвири: ақсарайниң йазма байанатиға асасланғанда , дөләт бихәтәрлик мәслиһәтчиси җәйк сулливан грузийә пирезиденти саломе зурабишвили билән көрүшкән.

учришишта, грузийәниң йавро-атлантик окйан билән бир гәвдилишишини һәр икки дөләтниң қоллиғанлиқи, грузийәниң йавропа иттипақиға әза болуш мусаписи үчүн елип барған ислаһатлири музакирә қилинғанлиқи билдүрүлди.

грузийәдики талаш-тартишлиқ «чәтәллик җасус» қанун лайиһәсиниң чекиндүрүлгәнликидин американиң мәмнун  болғанлиқи билдүрүлгән учришишта йәнә, русийәниң украинаға қаратқан һуҗумлириму музакирә қилинди.

учришишита, тәрәпләрниң русийәгә қаритилған иқтисадий ембарголарниң давамлишиши керәклики вә русийә даирилириниң бу ембарголарниң бесимини һес қилишни давамлаштуриши керәклики тоғрисида бирдәклик һасил қилғанлиқи тәкитлинип, «(русийә пирезиденти виладимир) путинниң украинадики урушқа җавабкар болуши керәклики оттуриға қойулди»  дейилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر