америка ковид-19 ниң келип чиқиш мәнбәсигә даир учурларни ашкарилаш қанунини мақуллиди
америка авам палатаси ковид-19 вирусиниң келип чиқишиға алақидар истихбарат (дөләт бихәтәрлик) учурлирини аммиға ашкарилашни мәзмун қилған қанун лайиһәсини мақуллиди.
1958211
түркийә авази радийоси хәвири: америка авам палатаси америка дөләтлик истихбарат идариси (DNI) директориниң ковид -19 вирусиниң келип чиқишиға мунасивәтлик истихбарат учурлирини амма билән ортақлишишни мәзмун қилған қанун лайиһәсигә беләт ташлиди؛ қанун лайиһәси барлиқ палата әзалириниң қоллап беләт ташлиши нәтиҗисидә мақулланди.