гутеррес сүрийәдә тинчлиқ орнитишниң зөрүрийитини тәкитлиди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) баш катипи антонийо гутеррес бүгүн 12-йилини арқида қалдурған сүрийә ички уруши тоғрисида йазма байанат елан қилип, тинчлиқ орнитишниң зөрүрийитини тәкитлиди.

1958208
гутеррес сүрийәдә тинчлиқ орнитишниң зөрүрийитини тәкитлиди

түркийә авази радийоси хәвири: 6-февралдики йәр тәврәш сәвәбидин сүрийә хәлқиниң йеңи бир паҗиәгә дуч кәлгәнликини тилға алған гутеррес, инсанпәрвәрлик йардиминиң тоқунуш башланғандин буйанқи әң йуқири сәвийәгә йәткәнликини билдүрди.

гутеррес инсанпәрвәрлик йардәм һәрикитиниң тосалғусиз давамлишишиниң интайин тәхирсиз вә муһим икәнликини оттуриға қойуп: «йәр тәврәшләрдин кейин қолға кәлтүрүлгән йардәм йәткүзүш сүрити сийасий саһәгиму кеңийиши керәк. сүрийәдики һәр қайси тәрәпләрниң хәлқарадики шериклири билән бирликтә б д т хәвпсизлик кеңишиниң 2254 – номурлуқ қарариниң роһиға асасән ташлинидиған қәдәмләрниң сиҗил тинчлиқниң йолини ачидиғанлиқиға ишинимән» дегәнләрни қәйт қилди.

һазирқи пәйтниң пүтүн сүрийә  миқйасида уруш тохтитишқа капаләтлик қилиш, сүрийә хәлқиниң қанунлуқ тәләплирини қандуруш, мусапирларниң өз ихтийарлиқи билән, бихәтәр вә иззәт-һөрмити сақланған һалда йуртиға қайтип келишигә капаләтлик қилиш үчүн <бирликтә һәрикәт қилидиған пәйт> икәнликигә ишарәт қилған гутеррес, б д т ниң сүрийәниң игилик һоқуқи, мустәқиллиқи, бирлики вә земин пүтүнлүкини қоғдашта чиң туридиғанлиқини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر