буркина фасо: 120 террорчини бир тәрәп қилдуқ

буркина фасода елип берилған террорчиларға зәрбә бериш һәрикәтлири җәрйанида 112 террорчи бир тәрәп қилинди.

1958239
буркина фасо: 120 террорчини бир тәрәп қилдуқ

түркийә авази радийоси хәвири: буркина фасо армийәси байанат елан қилип, йеқинқи бир қанчә һәпитидин буйан дөләтниң шимали вә шәрқи қисимлирида террорлуққа қарши туруш һәрикәтлириниң елип бериливатқанлиқини билдүрди.

байанатта, зәрбә бериш һәрикәтлири җәрйанида 11 әскәрниң һайатидин айрилғанлиқи, 112 террорчиниң бир тәрәп қилинғанлиқи, һәрикәт җәрйанида йәнә террорчиларниң қорал вә партлатқуч маддилириниң қолға чүшүрүлгәнлики қәйт қилинди.

қошна дөләт малидики әлқаидә билән даешқа четишлиқ террорлуқ гуруппилири 2015 - йилидин буйан буркина фасониң шимали вә шәрқигә һуҗум қилишни давамлаштуруп кәлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر