габонда парахот чөкүп кетиш вәқәси йүз бәрди

габонниң пайтәхти либревил деңиз саһиллирида  парахот чөкүп кетиш вәқәси йүз берип кәм дегәндә икки адәм һайатидин айрилди, 28 адәм йоқап кәтти.

1957654
габонда парахот чөкүп кетиш вәқәси йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: габон таратқулириниң хәвиригә қариғанда, әнгилийә хан җәмәти деңиз-окйан ширкитигә тәвә 151 адәм олтурған парахот намәлум сәвәбләр билән либревил деңиз саһиллирида чөкүп кәткән.

қазада парахоттики бир балини өз ичигә алған  икки адәм һайатидин айрилған, 28 адәм йоқап кәткән.

нефит әслиһәлирини елип кетиватқан бир кеминиң хадими билән бир нәччә белиқчилиқ кемиси чөкүп кәткән  парахоттики 121 йолучи вә парахот хадимини қутулдурған.

игилинишичә, районда издәш - қутқузуш хизмәтлири давамлишиватқан болуп, парахотниң чөкүп кетиш сәвәби тәкшүрүлмәктә икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر