маккарти зеленискийниң тәклипини рәт қилди

америка авам палатаси башлиқи кевин маккарти украина пирезиденти виладимир зеленскийниң тәклипини рәт қилди.

1957048
маккарти зеленискийниң тәклипини рәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: украина пирезиденти виладимир зеленский тәрипидин 2022-йили 2-айниң 24-күнидин буйан давамлишиватқан русийәниң һуҗумлирида украинаниң қандақ әһвалға чүшүп қалғанлиқини өз көзи билән көрүши үчүн кийевға тәклип қилинған маккарти, американиң украинаға қиливатқан «қуруқ чәк характерлик йардәм бериш сийасити» ни иҗра қилишни давамлаштуруш йаки давамлаштурмаслиққа қарар қилиш үчүн украинаға беришқа керәк йоқлуқини ейтти.

украина пирезиденти зеленский украинани қоллайдиғанлиқини, әмма униңға «қуруқ чәк характерлик йардәм бериш сийасити»ниң йолға қойулмаслиқи керәкликини илгири сүргән маккартини әмәлий әһвални өз көзи билән көрүши үчүн украинаға тәклип қилип: «мениңчә маккарти әзәлдин кийев йаки украинани зийарәт қилип бақмиди. мән униң шундақ қилиши (маккартиниң украинани зийарәт қилиши)ниң позитсийәсидә өзгириш болушиға йардәм бериду, дәп ойлаймән» дегәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر