зелениский украина истихбарат идарисиниң бәзи әмәлдарлирини вәзипидин елип ташлиди

украина пирезиденти володимир зеленский украина истихбарат (дөләт бихәтәрлик) идариси муавин башлиқи александир йакушев вә бир қисим иҗраийә әмәлдарлирини вәзиписидин елип ташлиди.

1955773
зелениский украина истихбарат идарисиниң бәзи әмәлдарлирини вәзипидин елип ташлиди

түркийә авази радийоси хәвири: украина пирезидентлиқ мәһкимиси тор бетидә пирезидент володимир зеленскийниң қарарнамәсини елан қилип, украина истихбарат идарисиниң муавин башлиқи йакушев, иқтисадий йардәм идарисиниң башлиқи александир провторов вә дөләт мәхпийәтликлирини қоғдаш вә иҗазәт бериш идарисиниң башлиқи игор носко қатарлиқларниң вәзиписидин елип ташланғанлиқини уқтурди.

украина истихбарат идариси запорижийа башқармиси башлиқи борси безрукий билән суми башқармиси башлиқи едвард федорвниму вәзиписидин елип ташлиған зеленский,  истихбарат идариси шуми башқармисиниң башлиқлиқиға олег кроснохатни тәйинлиди.

зеленский дөләт мәхпийәтликлирини қоғдаш вә иҗазәт бериш идарисиниң башлиқлиқиға олег һрамофни тәйинлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر