америкада хитай һариқидин нурғун оқуғучилар зәһәрләнди

американиң бостон шәһиридики массачустес универстети (UMass) да хитайниң «TikTok BORG trendi» һариқини ичкән оқуғучилар зәһәрләнди.

1955591
америкада хитай һариқидин нурғун оқуғучилар зәһәрләнди

түркийә авази радийоси хәвири: американиң массачусетс унверсититида «TikTok BORG trendi» сәвәбидин зәһәрләнгән нурғун оқуғучилар дохтурханида давалаш астиға елинди.

массачусетс унверситити мәсуллириниң ейтишичә, оқуғучилар қатнашқан көңүл ечиш кечиликидә «TikTok BORG trendi» кәлтүрүп чиқарған һарақни көп ичиш сәвәбидин 28 қутқузуш машиниси нәқ мәйданға әвәтилгән.

даириләр зәһәрләнгән оқуғучиларниң һайатий хәвпниң йоқлуқини әскәртип, вәқәниң еғирлиқи сәвәбидин райондики нурғун дөләт органлириниң сәпәрвәрликкә кәлгәнликини әскәртти.

йәрлик сақчилар бу вәқәгә четишлиқ икки кишиниң тутулғанлиқини ейтти.

массачусетс унверситити мәсуллириниң вәқәгә мунасивәтлик елан қилған байанатида, һәптә ахиридики паалийәтләрниң көздин кәчүрүлидиғанлиқи вә испиртлиқ ичимликкә аит тәлим-тәрбийәниң күчәйтилидиғанлиқи қәйт қилинди.

байанатта, университетта оқуватқан оқуғучиларниң һарақни көп ичиштин келип чиққан писхика вә сағламлиқ хәвипи тоғрисида тәрбийә алғанлиқи әскәртилди.

америкадики универстетларда йеқинқи күнләрдә пат-пат көрүлидиған «TikTok BORG trendi», хитай иҗтимаий таратқу суписида «зийини азайтилған» ичимлик ичиш усули вәдә қилған йеңи мода.

«қараңғу ғәзәп галлон» мәнисини билдүридиған борг (BORG), су, вотка, коффеин татлиқ тәм тәңшигүч вә електролит билән йасалған испиртлиқ ичимликни көрситиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر