баңладештики партлашта 6 киши қаза қилип, 25 киши йариланди

баңладешта газ силиндир қачилаш завутида партлаш йүз берип, 6 киши қаза қилди вә 25 киши йариланди.

1954996
баңладештики партлашта 6 киши қаза қилип, 25 киши йариланди

түркийә авази радийоси хәвири: баңладешниң ситакунда районидики бир газ силиндир қачилаш завутида партлаш йүз бәрди.

сақчи башлиқи тофаззәл әһмәд партилашниң ситакундадики газ силиндир қачилаш завутида йүз бәргәнликини вә нурғун ишчиниң завут ичидә қапсилип қалғанлиқини ейтти.

даириләр вәқәдә 6 киши қаза қилип, 25 кишиниң йариланғанлиқини билдүрди.

от өчүрүш әтрәтлириниң хизмәтлири нәтиҗисидә от апитиниң контроллуқ астиға елинғанлиқи, завут ичидики ишчиларни тарқақлаштурушниң мувәппәқийәтлик елип берилғанлиқи уқтурулди.

өткән йили ийундиму, охшаш райондики контейнер скилатида партлаш йүз берип, 50 дин артуқ киши қаза қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر