шойгу җәң қиливатқан һәрбий қисимларни көздин кәчүрди
русийә дөләт мудапиә министири сергей шойгу украинада уруш қиливатқан һәрбий қисимларни көздин кәчүрди.
1954822
![шойгу җәң қиливатқан һәрбий қисимларни көздин кәчүрди](http://cdn.trt.net.tr/images/xlarge/rectangle/dd18/f4c8/1bfd/640315b7542d4.jpg?time=1719257115)
түркийә авази радийоси хәвири: русийә дөләт мудапиә министирлиқи байанат елан қилип, министир шойгуниң «алаһидә һәрбий һәрикәт» райониниң җәнубий донетиски йөнилишидики «шәрқ» һәрбий қисимлириниң алий қоманданлиқ мәркизини көздин кәчүрүп, қисимларниң қомандани полковник рустам мурадов вә башқа офитсерлардин һазирқи вәзийәт вә қисимларниң һәрикити һәққидә мәлумат игилигәнликини билдүрди.