кеңәш палатаси вухән вирусиниң йилтизиға мунасивәтлик учурларни елан қилиш лайиһәсини тәстиқлиди

америка конгрәсидә вухән вируси (Kovid-19) ниң йилтизиға мунасивәтлик истихбарат мәлуматлирини җәмийәткә елан қилишни шәрт қилған қанун лайиһәси қобул қилинди.

1954304
кеңәш палатаси вухән вирусиниң йилтизиға мунасивәтлик учурларни елан қилиш лайиһәсини тәстиқлиди

түркийә авази радийоси хәвири: конгрәниң йуқири қанити болған кеңәш палатаси, америка дөләт истихбарат директориниң вухән вирусиниң йилтизиға мунасивәтлик истихбарат мәлуматлирини җәмийәткә елан қилишини шәрт қилған қанун лайиһәсини тәстиқлиди.

кеңәш палатасиниң җумһурийәтчи әзалиридин җош хавлей (JoshHawley) вә майк бравун (Mike Braun) тәрипидин сунулған қанун тәклип лайиһәси, аваз бирлики билән қобул қилинди.

вухән вирусиниң вухән вирус иниститутидин пәйда болғанлиқи мумкинликигә ишинишкә болидиған сәвәбләрниң тепилғанлиқи әскәртилгән лайиһәдә, вухән вирусиниң йилтизиға мунасивәтлик мәлуматларни җәмийәткә ашкарилаш чақириқ қилинди.

лайиһәдә, вухән вирус иниститутидики тәтқиқатчилар һәққидики мәлуматларниму елан қилиш тәләп қилинди.

мәзкур лайиһә 2021-йилиму кеңәш палатасида қобул қилинған, әмма авам палатасида күнтәртипкә кәлмигән иди. лайиһәниң қанунға айлиниши үчүн алди билән конгрәниң йәнә бир қанити болған авам палатаси вә арқидин пирезидент җо байдин тәстиқлиши керәк.

«вол стрет журнили» гезити хәвәр қилған америка енергийә министирлиқиниң ақсарайға вә конгрәниң муһим әзалириға сунған мәхпий истихбарат доклатиға асасланғанда, вухән вирусиниң хитайдики тәҗрибиханидин тарқалған болуш етималиниң чоңлуқи қәйт қилинған.

дөләт хәвпсизлик мәслиһәтчиси җейк сулливан истихбарат органлирида бу тоғрида охшимиған қарашларниң барлиқини, бирақ җәзмләштүрүш үчүн йетәрлик мәлуматларниң йоқлуқини билдүргән иди.

америка федератсийә тәкшүрүш идариси (FBI) ниң директори крәстофер рәй (Christopher Wray) вухән вирусини «хитайдики тәҗрибиханидин еһтийатсизлиқтин тарқалған болуш етимали чоң» дәп қараватқанлиқини ейтқан иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر