америка: иранниң йадро қораллириға игә болушиға йол қоймаймиз

америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси нед прайс дөлитиниң иранниң йадро қораллириға игә болушиға һәргиз йол қоймайдиғанлиқини ейтти.

1953685
америка: иранниң йадро қораллириға игә болушиға йол қоймаймиз

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси нед прайс күндилик мухбирларни күтүвелиш йиғинида, хәлқара атом енергийәси оргининиң иранниң фордо йадро муәссәсәсидә %83.7 қойуқлаштурулған уран зәрричилирини байқиғанлиқи тоғрисидики доклатиға мунасивәтлик соалларға җаваб бәрди.

прайс мундақ деди: «пирезидент байдинниң иранниң йадро қораллириға игә болушиға йол қоймаслиқ ирадиси қәтий. җүмлидин биз иранниң йадро қораллириға игә болушиға һәргиз йол қоймаймиз.»

нед прайс иранниң йадро пирограммиси мәсилисини үзүл - кесил һәл қилишниң бирдинбир чарисиниң дипломатийә икәнликини тәкитләп мундақ деди: «иранниң йадро пирограммиси кәлтүрүп чиқарған мәсилини үзүл - кесил һәл қилишни халаймиз. бу нишанға йетишниң әң үнүмлүк чарисиниң дипломатийә икәнликигә ишинимиз. иранниң йадро қораллириға игә болушиниң алдини елиш үчүн барлиқ чарә – тәдбирләрни ишлитиш ирадимиз һәммигә айан, әлвәттә.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر