рийабков америка билән йеңи истратегийәлик қоралларни азайтиш шәртнамиси тоғрисида сөһбәтләшти

сергей рийабков америка билән қитәләр ара йадро баллистик башқурулидиған бомба иқтидарини тизгинләшни мәзмун қилған йеңи истратегийәлик қоралларни азайтиш шәртнамиси (START) тоғрисида сөһбәт өткүзгәнликини билдүрди.

1954038
рийабков америка билән йеңи истратегийәлик қоралларни азайтиш шәртнамиси тоғрисида сөһбәтләшти

түркийә авази радийоси хәвири: русийә муавин ташқи ишлар министири сергей рийабков америка һәйити билән қитәләр ара йадро баллистик башқурулидиған бомба иқтидарини тизгинләшни мәзмун қилған йеңи истратегийәлик қоралларни азайтиш шәртнамиси (START) тоғрисида сөһбәт өткүзгәнликлирини билдүрди.

русийәниң тас хәвәр агентлиқи, русийә муавин ташқи ишлар министири сергей рийабковниң шивийетсарийәниң җәнвә шәһиридә мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзүп, өзиниң америка һәйити билән сөһбәт өткүзгәнликини билдүргәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә көрситишличә, рийабков сөһбәтниң кәспий сәвийәдә өткүзүлгәнликини тилға елип: «сөһбәт тәбиий һалда йеңи истратегийәлик қоралларни азайтиш шәртнамиси вә униңға мунасивәтлик мәсилиләрни мәркизий тема қилди» дегән.

у, әнглийә вә фирансийә вәкиллири билән сөһбәт өткүзүш пиланиниң йоқлуқини сөзлиригә илавә қилған.

виладимир путин 21-феврал федератсийә парламентида қилған сөзидә, русийәниң америка билән йеңи истратегийәлик қоралларни қисқартиш шәртнамисигә қатнишишини вақтинчә тохтатқанлиқини елан қилған, сәйшәнбә (1 – феврал) мунасивәтлик қанун лайиһәсини имзалиғаниди.

русийә парламентиниң төвән қанити болған дөләт думасиму 22-феврал бу шәртнамини вақтинчә тохтитишни мәзмун қилған қанунни мақуллиғаниди.

америка қошма иштатлириниң 1991-йили совет иттипақи билән, 1993-йили русийә федератсийәси билән имзалиған истратегийәлик қоралларни қисқартиш шәртнамилири (START 1 ve START 2) ниң давами болған «йеңи истратегийәлик қоралларни қисқартиш шәртнамиси» келишими, вашингтон билән москва оттурисидики иҗра қилиниватқан әң ахирқи йадро келишими болуш алаһидиликигә игә.

бу шәртнамә узун мусапилик йадро оқ беши вә башқурулидиған бомбиларға чәклимә қойушни мәзмун қилидиған болуп, 2011-йили 5-февралдин башлап иҗра қилиниватқан 10 йиллиқ келишимниң муддити 2021-йили 2-айниң 5-күни тошатти.

русийә пирезиденти путин 2021-йили 29-йанвар шәртнамини 5 йил узартишни мәзмун қилған қарарни имзалиған. 2021-йили 5-феврал америка һөкүмитиму келишимни узартишни қарар қилғанлиқини елан қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر