иранда %83.7 қойуқлаштурулған уран зәрричилири байқалди

хәлқара атом енергийәси агентлиқи (UAEA) ниң тәптиш хадимлири иранниң фордо йадро әслиһәлиридә %83.7 қойуқлаштурулған уран зәрричилирини байқиди.

1953061
иранда %83.7 қойуқлаштурулған уран зәрричилири байқалди

түркийә авази радийоси хәвири: хәлқара атом енергийәси агентлиқи мудирийитигә әза болған дөләтләр һәр үч айда бир қетим елан қилидиған иранниң йадро паалийәтлирини тәкшүрүш доклатида, иранда йуқири нисбәттә қойуқлаштурулған уран зәрричилириниң байқалғанлиқиға орун аҗритилди.

доклатқа асасланғанда, тәптишләр 21-йанварда иранниң фордо йәр асти әслиһәсидә, икки басқучлуқ «IR-6» үскүнисиниң илгирики елан қилинғанға қариғанда «көрүнәрлик охшимайдиған» һаләттә тәңшәлгәнликини байқиған вә бу йәрдин елинған әвришкиләрниң саплиқиниң %83.7 йетидиған зәрричиләр икәнликини ениқлиған.

хәлқара атом енергийәси агентлиқи билән иран оттурисида мәсилини айдиңлаштуруш үчүн учришишлар давамлашмақта.

хәлқара атом енергийәси агентлиқи илгирики доклатлирида, иранниң %60 уран қойуқлаштурғанлиқини билдүргән иди.

бәзи хәлқаралиқ таратқуларда 20-феврал (2023) иранниң %84 уран қойуқлаштурғанлиқи тоғрисидики хәвәрләр елан қилинған. теһран болса, бу хәвәрләрни рәт қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر