антарактика музлири 45 йилдин буйанқи әң төвән сәвийәгә чүшүп қалди
җәнубий қутуптики деңиз музлири тарихидики әң төвән сәвийәгә, йәни 1 милйон 790 миң кивадрат километирға чүшүп қалди.
![антарактика музлири 45 йилдин буйанқи әң төвән сәвийәгә чүшүп қалди](http://cdn.trt.net.tr/images/xlarge/rectangle/41ec/db35/210d/5d9349523c510.jpg?time=1718632376)
түркийә авази радийоси хәвири: америка колорадо университети дөләтлик қар-муз санлиқ мәлумат мәркизи 21 - февралда (2023) елип берилған өлчәштә, антарактикадики деңиз музлириниң 1.79 кивадрат километирға чүшүп қалғанлиқини елан қилди.
сүний һәмраһ рәсимлиригә асасланғанда, бу сәвийә 45 йилдин буйан хатириләнгән әң төвән сәвийә икән.
алдинқи қетимлиқ әң төвән сәвийә, йеңи өлчәмдин 136 миң кивадрат километир йуқири иди.
америка колорадо университети дөләтлик қар-муз санлиқ мәлумат мәркизи мутәхәссислири пәсилниң ахирида техиму көп музниң ерип кетиш мумкинчиликиниң барлиқи йүзисидин, бу мәлуматниң алдин берилгән учур икәнликини тәкитлиди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
![путин шималий корейәдә зийарәттә болиду](http://cdn.trt.net.tr/images/medium/rectangle/4e50/93ba/5e27/667030dc08f39.jpg?time=1718632377)
путин шималий корейәдә зийарәттә болиду
русийә пирезиденти владимир путин 6-айниң 18 - вә 19 – күнлири шималий корейәдә зийарәттә болиду.