коломбийәдә үч министир вәзиписидин елип ташланди

коломбийәдә пирезидент густаво петро сәһийә ислаһати қануни мәсилисидә бирликкә келәлмигән үч министирни вәзиписидин қалдурғанлиқини җакарлиди.

1952439
коломбийәдә үч министир вәзиписидин елип ташланди

түркийә авази радийоси хәвири: коломбийәдә пирезидент густаво петро пирезидентлиқ мәһкимисидә байанат елан қилип, маарип министири александро гавирийа, тәтнтәрбийә министири марийа исабел урудийа вә мәдәнийәт министири патрикийа аризаниң орниға башқа кишиләрниң вәзипигә тәйинләнгәнликини билдрүди.

у: «ислаһатларниң җәмийәттә муназирә қилинишиға вә һөкүмәт ичидә мурәссәгә еһтийаҗлиқмиз. конгрә билән хәлқ тәстиқлиғандин кейин, қанунни иҗра қилиш үчүн қәтий болуш керәк. бу өзгириш һөкүмәтни, барлиқ коломбийәликләр үчүн капаләткә игә қилған пенсийә маашлирини вә параванлиқни йахшилаш үчүн ислаһатлардин ваз кәчтүрмәйду. кабинет вә мән ислаһат елип беришла әмәс, бәлки йәнә барлиқ коломбийәликләрниң турмушини көрүнәрлик йахшилайдиған бәзи ислаһатларни йолға қойушқа бәл бағлидуқ» деди.

коломбйәдә 16-феврал мәйданларда намайиш қилишни башлиған миңларчә дөләттә зор талаш-тартиш пәйда қилған сәһийә ислаһати қануниға наразлиқ билдүргән иди.

петро болса, конгрәгә сунулған сәһийә ислаһати қануниниң дөләтниң иҗтимаий параванлиқини бәрпа қилиштики муһим бир қәдәм икәнликини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر