фирансийәдә бир қисим парламент әзалириниң кеңәш йиғиниға мәс һаләттә кириши талаш-тартиш қозғиди

фирансийәдә бир қисим парламент әзалириниң дөләт мәҗлиси омумий кеңиши йиғиниға мәс һаләттә қатнишиши талаш-тартиш пәйда қилди.

1952897
фирансийәдә бир қисим парламент әзалириниң кеңәш йиғиниға мәс һаләттә кириши талаш-тартиш қозғиди

түркийә авази радийоси хәвири: йеқиндин буйан қаттиқ муназирә қилиниватқан пенсийә йеши ислаһати қануни музакирә қилинмақчи болған дөләт мәҗлиси омумий кеңиши йиғиниға, бир қисим парламент әзалириниң йиғин арисидики дәм елиш вақтида, парламент ресторанида һарақ ичкәндин кейин худини йоқитип қойғанлиқи оттуриға чиқти.

һарақ ичкән бәзи парламент әзалириниң парламент бинасиға қусқанлиқи, кичик тәрәт қилғанлиқи, һәтта омумий кеңәш йиғинлирида малиманчилиқ чиқиридиған һәрикәтләрдә болғанлиқи билдүрүлди.

миллий иттипақлиқ партийәсиниң парламнент әзаси себастийен чену қатарлиқ бәзи парламент әзалири парламентта муәййән вақиттин кейин, әзаларниң һарақ ичишигә чәклимә қойуш керәклики һәққидә тәклип сунди.

парламент башлиқи йал бравн пивт партийә гуруппа рәһбәрлиридин әзалириға парламентқа кәлгәндә өзини оңшапрақ кириш һәққидә агаһландуруш бериши лазимлиқини тәләп қилди.

бравн-пивит йәнә, омумий кеңәш йиғини җәрйанида, һарақни чәкләш мәсилисини айрим музакирә қилишни тәвсийә қилди.

парламент йиғинлириға бәзи парламент әзалириниң мәс һаләттә қатнишиши иҗтимаий таратқуларда ғулғула қозғиған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر