алҗирийә украинадики әлчиханисини қайтидин ачидиған болди
алҗирийә пирезиденти абдулмәҗид тәббун уруш сәвәбидин тақалған украинадики әлчиханисиниң қайтидин ечилидиғанлиқини елан қилди.
түркийә авази радийоси хәвири: алҗирийә дөләтлик телевизийә қанили пирезидент тәббунниң йәрлик мәтбуат вә ахбарат вәкиллири билән өткүзгән сөһбитини хәвәр қилди .
тәббун: «ташқи ишлар министирлиқимиз билән мас һалда бу һәптә кийевдики әлчиханимизни ачимиз» деди вә министирлиқниң бу қарариниң тәпсилати һәққидә уқтуруш елан қилидиғанлиқини байан қилди.
алҗирийәниң кийевдики әлчиханиси 2022 - йили март ейиниң бешида, украинадики бихәтәрлик вәзийити сәвәбидин хизмитини вақтинчә тохтатқанлиқини вә хадимларниң тарқақлаштурулғанлиқини елан қилған иди.
бу қарар русийәниң 2022 - йили 24 – февралда украинаға һуҗум башлишидин кейин мақулланған иди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
йеңи зеландийә ғәззәгә қошумчә иқтисадий йардәм бериду
йеңи зеландийә ғәззәгә 5 милйон доллар қошумчә иқтисадий йардәм бериду.