б д т йиғини түркийәдики йәр тәврәштә қаза қилғанлар үчүн сүкүттә туруш билән башланди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ кеңишиниң 52-нөвәтлик йиғини 6-феврал қаһраманмарашни мәркәз қилған йәр тәврәш сәвәбидин түркийә вә сүрийәдә җенидин айрилғанларға сүкүттә туруш билән башланди.

1952123
б д т йиғини түркийәдики йәр тәврәштә қаза қилғанлар үчүн сүкүттә туруш билән башланди

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң җәнвәдики ишханисида башланған бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ кеңишиниң 54 – нөвәтлик йиғининиң ечилишиға, бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи антонйо гутерес, бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ кеңишиниң 2023 – йиллиқ нөвәтчи рәиси чехийәниң б д т җәнвә ишханисида турушлуқ  даимий вәкили баш әлчи ваклав балек, бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ алий комиссари волкер түрк, шиветсийә ташқи ишлар министири игназийо кассис, түркийәниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати җәнвәдики ишханисида турушлуқ даимий вәкили гүвән бәгәч, башқа  дөләтләр һәм б д т органлириниң вәкиллири қатнашти.

йиғин 6 -феврал қаһраманмарашни мәркәз қилған йәр тәврәш сәвәбидин түркийә вә сүрийәдә җенидин айрилғанларға сүкүттә туруш билән башланди.

йиғин ечилиш нутуқлири арқилиқ давамлашмақта.

игилинишичә, чехийәниң б д т җәнвәдики ишханисида турушлуқ  даимий вәкили баш әлчи ваклав балек рийасәтчилик қиливатқан йиғин 4 – апрел (2023) ахирлишикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر