йавропа иттипақи дөләтлири русийәгә қошумчә ембарго йүргүзүш қарар лайиһәсини тәстиқлиди

йавропа иттипақиға әза дөләтләр русийәгә қошумчә җаза йүргүзүшни мәзмун қилған йеңи қарар лайиһәсини тәстиқлиди.

1951445
йавропа иттипақи дөләтлири русийәгә қошумчә ембарго йүргүзүш қарар лайиһәсини тәстиқлиди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақиниң нөвәтчи рәиси шиветсийә иҗтимаий таратқудики адресида байанат елан қилип, йавропа иттипақиға әза дөләтәрниң русийә-украина урушиниң бир йиллиқ хатирә күнидә 10- қетимлиқ москваға җаза йүргүзүш қарарини тәстиқлиғанлиқини уқтурди.

йеңи җаза йүргүзүш пиланиниң өзәкләр вә техника мәһсулатлириға қаритилған експорт чәклимисини техиму күчәйтишни мәзмун қилидиғанлиқиға ишарәт қилинған байанатта, җазаниң урушқа һәмдәм болидиған, тәшвиқатини қилидиған йаки русийәни урушта ишлитилидиған учқучисиз һава аппаратлири билән тәминләйдиған шәхс вә органларға чәкләш тәдбирлирини йүргүзүш қатарлиқларниму өз ичигә алидиғанлиқи билдүрүлди.

йавропа иттипақиниң — вақитниң қанчилик узирап кетишидин қәтийнәзәр — украинани қоллашни давамлаштуридиғанлиқи тәкитләнгән байанатта, бу қетимқи җазаларниң тәпсилатлириға даир учурларға  орун берилмиди.

йавропа иттипақи комитети өткән һәптә тәййарлиған җаза йүргүзүш пилани, русийә иқтисадини һалқилиқ техника вә санаәт мәһсулатлиридин мәһрум қилиш үчүн, 11 милйард йавродин артуқ мәһсулатқа експорт чәклимиси қойушни өз ичигә алиду.

йеңи сода чәклимиси пуқрави вә һәрбий ишлар үчүн ишлитилидиған мәһсулат вә техникиларниң експорт қилинишини контрол қилиш билән русийәни учқучисиз һава аппаратлири, башқурулидиған бомба вә тик учар айропиланлар билән тәминлигүчиләргә қошумчә чәклимиләрни қойушни мәзмун қилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر