шималий корейә чарлиғучи башқурулидиған бомба синақ қилди

шималий корейә бир һәрбий маневир даирисидә төт истратегийәлик чарлиғучи башқурулидиған бомбини мувәппәқийәтлик синақ қилғанлиқини җакарлиди.

1950921
шималий корейә чарлиғучи башқурулидиған бомба синақ қилди

түркийә авази радийоси хәвири: шималий корейә бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң қарарлири вә хәлқаралиқ ембарголарға қаримай, йадро қораллири, башқурулидиған бомба йасаш вә тәрәққий қилдуруш паалийәтлирини давамлаштурмақта.

арқа – арқидин баллистик башқурулидиған бомба синақлирини елип берип, корейә йерим арили вә әтрапида бихәтәрлик әндишилирини күчәйтиватқан шималий корейә, бу қетим истратегийәлик чарлиғучи башқурулидиған бомба синақ қилди.

шималий корейә түнүгүн (23-феврал) бирһәрбий маневир даирисидә, кимчайек шәһиридин йапон деңизиға қарап 4 данә «Hwasal-2» намлиқ истратегийәлик чарлиғучи башқурулидиған бомба қойуп бәрди.

башқурулидиған бомбиларниң алдин бекитилгән нишанларға мувәппәқийәтлик тәгкәнлики әскәртилди, һәмдә синақ арқилиқ истратегийәлик чарлиғучи башқурулидиған бомба қисимлириниң һәрикәт иқтидариниң күчәйтилгәнлики қәйт қилинди.

бултур 37 данә башқурулидиған бомба синиқи елип барған шималий корейә, йеңи йилдиму башқурулидиған бомба пиланини давамлаштурғаниди һәмдә бу йилниң башлиридин етибарән үч баллистик башқурулидиған бомба синиқи елип барғаниди.

пийоңйаңниң районда җиддийликни әвҗ алдурувәткән синақлири америка қошма иштатлири, җәнубий корейә вә йапонийә қатарлиқ хәлқара җәмийәтниң қаттиқ наразилиқини қозғиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر