нигерийә армийәси 100 террорчини уҗуқтурди

нигерийә армийәсиниң террорлуқ тәшкилатлириға қарши елип барған зәрбә бериш һәрикәтлири давамида кәм дегәндә 100 террорчи бир тәрәп қилинди.

1951197
нигерийә армийәси 100 террорчини уҗуқтурди

түркийә авази радийоси хәвири: нигерийә дөләт мудапиә министирлиқиниң ахбарат һәрикити ишлири мәсули муса данмадаминиң билдүрүшичә, венгирийә армийәси  9-23-феврал күнлири борно өлкисидә террорлуқ тәшкилатлири боко һарам вә исвапқа қарши қуруқлуқ һәм һава һуҗумлирини елип барған.

һәрбий һәрикәтләр давамида кәм дегәндә 100 террорчи бир тәрәп қилинған, көп санда террорчи йаридар һаләттә қолға чүшкән.

буниңдин башқа йәнә, террорчиларға аит панаһ җайлар бомбардиман қилинған, 38 қорал - йарағ вә муһим оқ – дорилар қолға чүшүрүлгән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر