G7 дөләтлири бу йил украинаға 39 милйард доллар йардәм қилиду

G7 дөләт гуруһи малийә министирлири украинаниң еһтийаҗлириға мунасивәтлик хамчот вә иқтисадий йардәм вәдисини 2023-йили үчүн 39 милйард долларға чиқирилғанлиқини билдүрди.

1950779
G7 дөләтлири бу йил украинаға 39 милйард доллар йардәм қилиду

түркийә авази радийоси хәвири: америка, әнглийә, канада, фирансийә, италийә вә йапонийәдин тәшкл тапқан G7 дөләтлириниң малийә министирлири һәмдә мәркизий банкалириниң башлиқлири , һиндистанниң бенгалуру шәһиридә ечилған йиғиндин кейин, ортақ байанат елан қилди.

байанатта, украина-русийә урушиниң бир йиллиқи һарписида, уруш вә русийәниң ашлиқ билән енергийәни қорал орнида пайдилиниши сәвәб болған дунйаниң иқтисадий қийинчилиқлирини музакирә қилиш үчүн хәлқаралиқ һәмкарлиқларни күчәйтиш тәкитлинип, украинаниң қисқа муддәтлик иқтисадий еһтийаҗлирини қамдашниң қәтийлик билән давамлишидиғанлиқи билдүрүлди.

байанатта: «украина һөкүмитиниң 2023-йилидики еһтийаҗлирини қамдаш үчүн иқтисадий йардәм вәдимизни 39 милйард долларға чиқардуқ» дейилди.

байанатта йәнә, украинаниң муһим ул-әслиһәлирини ремонт қилиш вә униңға һәссә қошуш үчүн ортақ һалда давамлиқ тиришчанлиқ көрситилидиғанлиқи, русийәниң урушиға җаваб сүпитидә мас қәдәмдә иҗра қилинған иқтисадий тәдбирләргә әмәл қилинидиғанлиқи тәкрарланди.

байанатта, «ембарголиримизни иҗра қилиш вә ембарголардин йирақ туруш йаки қечишларниң алдини елиш үчүн шериклиримиз билән давамлиқ бирликтә тиришчанлиқ көрситимиз. бу нуқтида, башқа дөләтләрниму русийәгә қаритилған ембарголиримизға қетилишқа чақиримиз» дейилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر