америкада айропилан чүшүп кетиш вәқәсидә 5 адәм қаза қилди

америка қошма иштатлириниң аркансас иштатида қозғилип анчә узун өтмәй чүшүп кәткән айропиландики 5 киши һайатидин айрилди.

1950458
америкада айропилан чүшүп кетиш вәқәсидә 5 адәм қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: американиң «‹ CBS News› телевизийә қанили» ниң  федератсийә авийатсийә идарисини мәнбә көрситип хәвәр қилишичә, « Beech BE20» типлиқ қош моторлуқ кичик айропилан  түнүгүн чүш тәрәпләрдә  литл рок райониға җайлашқан бил вә һилари клинтон дөләтлик айродурумидин қозғилип  анчә узун өтмәй чүшүп кәткән.

сақчи тәрәпниң билдүрүшичә, америка қошма иштатлириниң охайо иштатидики җон глен колумбус хәлқара айродурумиға қарап қозғалған айропиландики 5 адәмниң һәммиси қаза қилған.

муһит асраш ишлири мәслиһәтчилик ширкити CTEH ниң «‹ CBS News› телевизийә қанили» ға бәргән байанатида билдүрүшичә, айропиландики учқучи қатарлиқ 5 кишиниң һәммиси CTEH ниң литл рок шөбисиниң хадимлири икән.

игилинишичә, айропиланниң чүшүп кетиш сәвәби тәкшүрүлмәктә икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر