тедрос түркийә вә сүрийәдики издәш-қутқузуш хизмәтлириниң ахирлишишқа йеқинлашқанлиқини билдүрди

дунйа сәһийә тәшкилати директори тедрос адханом ғебрейесус 6-феврал (2023) йүз бәргән қаһраманмараш йәр тәврәш апәтлиридин кейин, түркийә билән сүрийәдики издәш-қутқузуш хизмәтлириниң ахирлишишқа йеқинлашқанлиқини билдүрди.

1950414
тедрос түркийә вә сүрийәдики издәш-қутқузуш хизмәтлириниң ахирлишишқа йеқинлашқанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири:  дунйа сәһийә тәшкилати директори тедрос адханом ғебрейесус һәптилик ахбарат еланқилиш йиғинида, 20-феврал күни түркийәдә икки қетим йәр тәвригәнликини билдүрүп, апәтләрниң районға дәрт-әләм елип кәлгәнликини қәйт қилди.

у йеңи йүз бәргән йәр тәврәшләрниң 6-февралдики апәтләргә қариғанда унчивала шиддәтлик болмиғанлиқини әскәртти вә шундақ болсиму, өлүм-йетим һадисилириниң көрүлгәнликини билдүрди.

у: «түркийәдики йәр тәврәшләрдә бүгүнгичә җенидин айрилғанларниң сани 47 миңдин ешип кәтти, 125 миңдин артуқ киши йариланди. түркийәдә әң аз дегәндә 15 дохтурхана бузғунчилиққа учриди, нурғунлиған сәһийә әслиһәлири бузулди. сүрийәдә 145 сәһийә әслиһәлири бузғунчилиққа учриди. йәр тәврәшләрдә җәмий 26 милйон киши тәсиргә учриди. дунйа сәһийә тәшкилати һәр икки дөләттә сәһийә җәһәттин муһим йардәмләрни қилиш үчүн 84.5 милйард долларлиқ йардәм чақириқини башлиди» деди.

у русийәниң украинани ишғал қилиш урушини башлиғанлиқиға бир йил болғанлиқини хатирилитип, украина-русийә урушиниң сәһийә нуқтисидин еғир ақивәтләрни кәлтүрүп чиқарғанлиқини қәйт қилди.

у: «дунйа сәһийә тәшкилати уруш башланғандин буйан сәһийә орунлириға 802 қетим һуҗум қилинғанлиқини тоғрилиди. бу һуҗумлар 101 сәһийә хадими вә бемарниң өлүми билән нәтиҗиләнди» деди.

у йәнә мундақ деди:

«дунйа сәһийә тәшкилати украинадики шериклири билән йеқиндин һәмкарлишиватиду, украинадики сәһийә хизмәтлиригә қатнашқан адәм сани 8 милйон 400 миңға йәтти. дунйа сәһийә тәшкилати баштин-ахир украинаға җиддий қутқузуш машиниси, генератор, дора, зәхимлиниш вә җиддий оператсийә буйумлирини өз ичигә алған 3 миң тонна теббий малзимиләрни йәткүзүп бәрди. дунйа сәһийә тәшкилати йәнә, украина вә мусапирларни қобул қилған дөләтләрдики 11.4 милйон кишигә йардәм қилиш үчүн 240 милйон доллар йардәм тәләп қилди» деди.

у вухән вируси үстидә тохтилип: «дунйа омумий җәһәттин ейтқанда, үч йил илгирикигә қариғанда йахширақ һаләттә турсиму, әмма бу вирусқа сәл қарашқа болмайду. вирусниң тарқилишини азайталайдиған вә вирустин қоғдийалайдиған ваксина тәтқиқ қилишқа мәбләғ селиш инйатин муһим» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر