русийә: блинкенниң путин һәққидики байанати «сәпсәтә» дин башқа нәрсә әмәс

русийә ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси марийа захарова америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири антони блинкенниң русийә пирезиденти владимир путин һәққидә бәргән байанатиниң «сәпсәтә» дин башқа нәрсә әмәсликини ейтти.

1950505
русийә: блинкенниң путин һәққидики байанати «сәпсәтә» дин башқа нәрсә әмәс

түркийә авази радийоси хәвири: русийә ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси марийа захарова русийәниң пайтәхти москвада күнтәртипкә алақидар мәсилиләр һәққидә һәптилик ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

захарова америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири антони блинкенниң «путин шималий атлантик әһди тәшкилати-натониң техиму қудрәт тепиши үчүн башқа дунйа рәһбәрлиригә қариғанда наһайити көп тиришчанлиқ көрсәтти» дегән сөзиниң «сәпсәтә» дин башқа нәрсә әмәсликини қәйт қилди.

марийа захарова  блинкенниң «начар чақчақ» қилидиған бир адәм икәнликини илгири сүрүп мундақ деди:

«бу бир хил мәрәзлик, бимәнә вә кәмтүк тәпәккур қилиш усулидур. америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири антони блинкен бундақ ойлиса, у башқуруватқан министирлиқтин қорқушқа тоғра келиду.»

 захарова шималий атлантик әһди тәшкилатиниң үзлүксиз кеңийиватқанлиқини әскәртип мундақ деди:

«2022-йилғичә шималий атлантик әһди тәшкилатини кеңәйткән москваму? русийә билән шималий атлантик әһди тәшкилати оттурисидики келишимниң бузулушиға биз мәсулму? әслидә бу келишимни ғәрб бузди. биз йәнә гунаһкарму? бу арқилиқ бимәниликму вайиға йәткән болди. дәрвәқә, ғәрб әллири йәр шаримизни күлкилик әһвалға чүшүрүп қойди. шималий атлантик әһди тәшкилати узун йиллардин буйан үзлүксиз кеңийиватиду. биз буниң хәтәрлик әһвал икәнликини вә еғир ақивәтләрни кәлтүрүп чиқиридиғанлиқини һәмишә оттуриға қойуп келиватимиз.»

марийа захарова америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдинниң украина зийаритиниң 2014 – йилқи украинада йүз бәргән мәйдан вәқәлириниң хатирә күнигә тоғра келишиниң диққәт қозғайдиғанлиқини әскәртип мундақ деди:

«қариғанда, һәм җинайәтшунаслар һәмдә писхологларниңму охшаш гәпләрни қилидиғанлиқини хатирилитиш йахшидәк қилиду.»

захарова җо байдинниң украина зийарити арқилиқ америка қошма иштатлирида келәр йили (2024) өткүзүлидиған сайлам сәпәрвәрлик паалийәтлирини башлиғанлиқини илгири сүрүп мундақ деди:

«байдинниң кийев вә варшавада бәргән байанатлирида украина мәсилисини тинч йол билән һәл қилиш тоғрулуқ сөз қилмаслиқи, вашингтонниң москва билән болған сүркилишни әвҗ алдуруветиш арзусиниң намайәндисидур.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر