наса исраилийәниң тунҗи аләм телескопини қойуп беридиған болди

америка дөләтлик авийатсийә вә аләм қатниши идариси (NASA)  2026  - йили исраилийәниң тунҗи аләм телескопини йәр шари орбитисиға қойуп беридиған болди.

1949849
наса исраилийәниң тунҗи аләм телескопини қойуп беридиған болди

түркийә авази радйоси хәвири: исраилийә вейзман илим-пән институти тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, америка дөләтлик авийатсийә вә аләм қатниши идариси(NASA)  ниң 2026 - йилиниң бешида исраилийәниң тунҗи аләм телескопи «ULTRASAT» ни йәр шари орбитисиға қойуп беридиғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, телескопниң қойуп берилиши, исраилийә йеңилиқ йаритиш, пән-техника министирлиқи билән наса оттурисида йеңидин имзаланған һәмкарлиқниң бир қисми икәнлики, «ULTRASAT» ниң институт вә министирлиққа қарашлиқ аләм қатниши идарисиниң асаслиқ лайиһәси икәнлики әскәртилди.

байанатта, телескопниң мутәхәссисләрниң каинаттики нейтрон йултуз бирикимиси қатарлиқ өткүнчи вәқәләрни байқаш вә тәһлил қилиш иқтидарида инқилаб йаритидиғанлиқи алаһидә тәкитлинип, «ULTRASAT» ниң йәршаридин өлчәшкә болмайдиған ултра бинәпшә нурни өлчийәләйдиғанлиқи вә дәл вақтида өткүнчи вәқәләр һәққидә мутәхәссиләргә агаһландуруш йоллайдиғанлиқи билдүрүлди.

байанатта йәнә, «​​​​​​​ULTRASAT» ниң исраилийәниң кәлгүсидики аләм бошлуқи тәшәббусиниң йолини ачидиғанлиқиму оттуриға қойулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر