иран җәмшид шармәһдни өлүмгә һөкүм қилди

теһран, җәмшид шармәһдни «террорлуқ һәрикәтлирини тәшкилләш» билән әйиблиниватқан мәркизи америкаға җайлашқан иран һакимйитигә қарши бир тәшкилатниң рәһбири икәнликини илгири сүрүп өлүм җазасиға һөкүм қилди.

1949548
иран җәмшид шармәһдни өлүмгә һөкүм қилди

түркийә авази радийоси хәвири: иран әдлийә органлири қармиқидики мизан хәвәр агентлиқи «тондәр» вә «иран падишаһлиқи» дегәндәк намлар билән тонулған мәркизи америкаға җайлашқан иранға қарши бир тәшкилатниң рәһбири икәнликини илгири сүргән шармәһдни, теһран инқилаб мәһкимиси тәрипидин «террорлуқ һәрикәтлирини пиланлаш вә йетәкләш арқилиқ қалаймиқанчилиқ пәйда қилиш» җинайити садир қилиш  билән әйибләп, өлүм җазасиға һөкүм қилғанлиқини хәвәр қилди.

мәзкур тәшкилат 2008-йили 12-апрел шираз шәһиридә йүз берп, 14 адәмниң қаза қилиши, 215 адәмниң йарилинишини кәлтүрүп чиқарған террорлуқ һуҗуми билән иран миқйасида бир қисим қораллиқ һәрикәт вә бузғунчилиқларни тәшкилләш билән әйибләнмәктә иди.

иран истихбарат министирлиқи 2003 – йилидин буйан америкада йашаватқан иран-германийә қош пуқралиқиға игә шармәһдни 2020-йили 7-айда чәт әлдә қолға чүшүрүп, иранға қайтуруп кәлгәнликини уқтурғаниди.

аилисидикиләр шармәһдниң әрәб бирләшмә хәлипиликидин тутқун қилинип иранға елип келингәнликини мәлум қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر