русийә қисимлири херсон шәһиригә һуҗум қилди

русийә қисимлириниң украинаниң херсон шәһиригә қилған һуҗумида, алтә киши қаза қилип, кәм дегәндә 12 киши йариланди.

1949577
русийә қисимлири херсон шәһиригә һуҗум қилди
rusya herson.jpg

түркийә авази радйоси хәвәри: русийә қисимлири  украинаниң херсон шәһиридики пуқралар олтурақ районини бомбардиман қилди.

украинаниң җәнубий һәрикәт қоманданлиқ иштабиниң байанатида, русийә қисимлириниң аптобус бекәтлири вә бир туралғу бинасини һуҗум нишани қилғанлиқи, һуҗумда  алтә киши қаза қилип, кәм дегәндә 12 кишиниң йариланғанлиқи билдүрүлди.

украинаниң җәнубий һәрикәт қоманданлиқ иштабиниң байанатида,  «һуҗум нәтиҗисидә нурғун биналар зийанға учриди. херсонда туралғу биналар, муһим ул- әслиһәләр, йәсли, дохтурхана вә аптомобиллар һуҗум нишани қилинди» дейилди.

һуҗумдин кейин вәйран болған нурғун биналарда от апити йүз бәрди.

украина пирезиденти володимир зеленскиму телеграмма адресида русийә армийәсиниң украинадики һуҗумлириға даир байанат елан қилип: «(русийә армийәси) пуқраларни йәнә бир қетим рәһимсизләрчә өлтүрди» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر