апәт районлириға қилиниватқан йардәмләрниң айиғи үзүлмиди

русийәдә 6-феврал қаһраманмарашни мәркиз қилип йүз бәргән вә«бу әсирдики әң чоң балайиапәт» дәп аталған 7.7, 7.6 баллиқ йәр тәврәшләрниң тәсиригә учриғанлар үчүн топланған инсанпәрвәрлик малзимилириниң 200 тонниға йәткәнлики хәвәр қилинди.

1948636
апәт районлириға қилиниватқан йардәмләрниң айиғи үзүлмиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәниң москвадики әлчиханиси топланған инсанпәрвәрлик йардәмлири тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта: «апәткә учриғанларға ианә қилғанларға, йардәмләрни қачилап айродурумға йөткәшкә йардәм қилғанларға вә үнүмлүк хизмәт қилғанлиқи сәвәбидин түркийә һава йоллири ширкитиниң хадимлириға тәшәккүр ейтимиз» дейилди.

боснийә-гертсеговина католик җамаити түркийә билән сүрийәдә йәр тәврәш апитигә учриғанлар үчүн йардәм йиғди.

боснийә-гертсеговина католик җамаити мәмликәт миқйасида өткүзүлгән йәкшәнбилик мурасимда, җамаәт әзалирини түркийә билән сүрийәдә апәткә учриғанларға йардәм қилишқа чақирди. пайтәхт сарайевудики «әйсаниң қәлби катедрали» да йардәм сандуқи ечилди. католик җамаитиниң мураҗиәтнамәсидә мундақ дейилди:

«апәткә учриғанларға маддий вә мәниви җәһәттин йардәм қилидиғанлиқимизни билдүрүшни халаймиз, апәттә җенидин айрилғанларниң роһиға атап дуа қилимиз, түркийә вә сүрийә хәлқлиригә қилиниватқан йардәмләргә қетилишни халаймиз.»

сербийә һөкүмити 29 данә қишлиқ чедир, 500 әдийал, икки исситқу, 50 данә көчмә һаҗәтхана, бир генератор, бәш кишилик 150 данә ашхана үскүниси, 500 пластик чиләктин тәркиб тапқан  инсанпәрвәрлик йардәмлирини түркйә һава йоллириниң айропилани билән түркийәгә әвәтти.

нато түркийәдики апәт райониға әвәтилидиған 1000 дин артуқ контейнер өйдин 600 и бесилған парахотниң италийәдин йолға чиққанлиқини елан қилди. билдүрүлишичә, контейнер өйләрдә 4 миң киши вақитлиқ панаһлиналайдикән.

әрәб бирләшмә хәлипилики түркийә билән сүрийәдә апәткә учриғанлар үчүн йиғилған йардәмләрни тошуған айропилан қетим саниниң 118 гә йәткәнликини уқтурди.

әрәб бирләшмә хәлипиликиниң вам (WAM) аәентлиқи түркийәгә 42 айропилан қетим, сүрийәгә 76 айропилан қетим, йемәк-ичмәк, теббий малзимиләр вә чедирлардин тәркиб тапқан 3 миң 375 тонна йардәмниң йәткүзүлгәнликини хәвәр қилди.

африқа дөлити угандада йашайдиған мусулман оқуғучилар түркийәдики апәт үчүн 10 миң доллар йардәм әвәтти.

америкада йашайдиған пакистанлиқ дохтурлар апәткә учриғанларға 365 миң доллардин артуқ нәқ пул ианә қилди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر