җосеп боррел иранни агаһландурди

йавропа иттипақи ташқи мунасивәтләр вә бихәтәрлик сийасити алий вәкили җосеп боррел иранни хәлқара атом енергийәси оргини (IAEA) билән йәнә бир қетим әстайидил һәмкарлишишқа чақирди.

1948482
җосеп боррел иранни агаһландурди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи ташқи мунасивәтләр вә бихәтәрлик сийасити алий вәкили җосеп боррел иран ташқи ишлар министири һүсәйин әмир абдуллаһйан билән елип барған телефон сөһбити һәққидә твиттер адресида байанат елан қилди.

җосеп боррел байанатида, йавропа иттипақиниң иранниң қилмишлириға тутқан позитсийәсини йәнә бир қетим тәкитлигәнликини билдүрүп: «кишилик һоқуқ дәпсәндичиликиңлар, русийәниң (2022-йили 24-феврал) украинаға қарши қозғиған урушиға йардәм бәргәнликиңлар вә йавропа иттипақи пуқралириниң наһәқ қолға елиниши қатарлиқ қилмишлириңларни дәрһал тохтитиңлар» деди.

җосеп боррел йәнә, иранниң хәлқара атом енергийәси оргини билән әстайидил һәмкарлишиши керәкликини тәкитлиди.

иран нойабирда (2022) фордодики йадро базилирида уранни %60 саплиқта қойуқлаштурушни башлиған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر