йавропа дөләтлири украинаға 520 милйон фондстерлиң йардәм бериду

йавропа дөләтлири украинаниң дөләт мудапиә иқтидарини күчәйтиши үчүн украинаға 520 милйон фондстерлиң (11 милйард 700 милйон түркийә лираси) қиммитидики һәрбий мәһсулат йардәм беридиғанлиқини җакарлиди.

1947067
йавропа дөләтлири украинаға 520 милйон фондстерлиң йардәм бериду

түркийә авази радийоси хәвири: әнглийә, голландийә, норвегийә, шиветсийә, данийә, литванийә вә исландийә қатарлиқ дөләтләр, украинаниң дөләт мудапиә иқтидарини күчәйтиши үчүн, украинаға 520 милйон фондстерлиң (11 милйард 700 милйон түркийә лираси) қиммитидики һәрбий мәһсулат йардәм беридиғанлиқлирини билдүрди.

әнглийә дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта билдүрүлүшичә, әнглийә, голландийә, норвегийә, шиветсийә, данийә, литванийә вә исландийә қатарлиқ дөләтләр, украина хәлқара фонди (IFU) даирисидә украинаға 520 милйон фондстерлиңлиқ мудапиә йардими беришни қарар қилған.

байанатта тәкитлинишичә, бу йардәмниң дәсләпки қисми, һәр хил зәмбирәк оқлири, деңиз армийәси истихбаратлири, чарлаш вә разведка мәһсулатлири һәмдә нөвәттә украина ишлитиватқан танкиларниң запчаслирини өз ичигә алидикән.

русийә армийәси 2022 – йили 24 – феврал күни украинаға ишғал қилиш һәрбий һәрикити қозғиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر