дунйа әллири түркийәгә йар - йөләк болушни давамлаштурмақта

йавропа дөләтлириниң«100 йилдин буйанқи әң чоң балайиапәт»дәп аталған қаһраманмарашни мәркәз қилип йүз бәргән йәр тәврәш апитидин кейин, түркийә вә сүрийәдики талапәткә учриғанларға инсанпәрвәрлик йардәм буйумлирини әвәтиш хизмәтлири давамлашмақта.

1947138
дунйа әллири түркийәгә йар - йөләк болушни давамлаштурмақта

түркийә авази радийоси хәвири:  6 – феврал күни йүз бәргән 7.7 вә 7.6 баллиқ йәр тәврәш апитидин кейин, голландийә һөкүмити, сүрийә вә түркийәдики талапәткә учриғанлар үчүн йемәк – ичмәк, дора һәмдә панаһлиниш еһтийаҗлири үчүн 10 милйон йавро қошумчә йардәм берилидиғанлиқини җакарлиди.

түркийәниң лаһәйдә турушлуқ баш әлчиси  сәлчуқ үнал аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилған байанатида, «һазирға қәдәр голландийәдин 19 миң исситқуч, 2 миң 200 генератор, 816 чедир, 32 миң әдийал, 620 тонна кийим-кечәк, 231 тонна давалаш буйумлири, қаһраманмараш, адана, һатай вә ғазиантәпкә биваситә әвәтилди» деди.

испанийәдә топланған вә түркийәгә әвәтилгән инсанпәрвәрлик йардәм буйумлириниң 71 тоннидин ашидиғанлиқи билдүрүлди.

ватиканниң рәсмий ахбарат оргини «Vatican News» ниң хәвиригә қариғанда, католикларниң руһаний даһийси вә ватикан пирезиденти папа фиранческо, йәр тәврәш апитидә талапәткә учриғанларға 10 миң термал ич кийимни, клистики «мусапирлар лагери» ға  әвәткән.

папа фиранчиско 12 – феврал (2023) әнәниви йәкшәнбә дуа қилиш паалийитидә, йәр тәврәш апитидә талапәткә учриғанларниң дәрд – әләмлирини йәңгиллитиш үчүн йардәм тәләп қилғаниди.

гиретсийә хәлқи тәрипидин шәһәрлик һөкүмәтләр, районлуқ валий мәһкимилири вә охшимиған органларниң васитиси арқилиқ түркийәдики йәр тәврәш апитидә талапәткә учриғанлар үчүн топланған әдийал, исситқуч, шәхсий тазилиқ мәһсулатлири вә дора қатарлиқ инсанпәрвәрлик йардәм буйумлириниң дәсләпки қисми бесилған парахот, пире портидин йолға чиқти.

хәлқара енергийә оргини (IEA) ниң министирлар кеңиши йиғинида, тәхминән 40 дөләтниң енергийә министирлири, «100 йилдин буйанқи әң чоң балайиапәт» дәп аталған қаһраманмарашни мәркәз қилип йүз бәргән йәр тәврәш апитидин кейин, районни қайта қуруш хизмәтлирини қоллайдиғанлиқи тоғрисида вәдә бәрди.

хәлқара енергийә оргининиң рәиси фатиһ бирол дунйа енергийә ширкәтлирини, йәр тәврәш районида җиддий еһтийаҗлиқ болуватқан исситқуч, елип йүрүшкә әплик қуйаш енергийәси батарейәлири вә контейнер өй қатарлиқ әслиһәләр арқилиқ йардәм беришкә чақирғаниди.

әнглийә, түркийә билән сүрийә үчүн йәнә 25 милйон фондстерлиң (тәхминән 566 милйон түркийә лираси) йардәм қилидиғанлиқини җакарлиди. бу йардәмләр, түркийәниң дөләт органлири, түркийә билән сүрийәдә вәзипә өтәватқан бирләшкән дөләтләр тәшкилати органлириниң доклатлириға асасән елип бериливатқан йардәмләр даирисидә, чедир вә әдийалларни йәткүзүш, давалаш әтрәтлирини вәзипигә тәйинләш қатарлиқ хизмәтләрни өз ичигә алиду.

шималий македонийәдә ислам бирлики (диний ишлар идариси) ға қарашлиқ сикопже муптилиқи қармиқидики җамәләрдә, йәр тәврәш апитидә талапәткә учриғанлар үчүн 157 миң 620 йавро (тәхминән 3 милйон 200 миң лира) нәқ пул йардими йиғилди.

ирақ күрт (корд) районлуқ һөкүмитидә оқуғучилар, ианә топлаш паалийити даирисидә топлиған 15 миң долларни, түркийәниң әрбил баш консулханисида йәр тәврәш йардәмлири үчүн ечилған банка һесабатлириға йатқузди.

қатар музейлар оргини, балилар вә изчи әтрәтлириниң қатнишиши билән, түркийә вә сүрийәдики йәр тәврәш апитидә талапәткә учриғанлар үчүн инсанпәрвәрлик йардәм сәпәрвәрлик паалийәтлирини қанат йайдурди. пайтәхт доһада қатар қизилай җәмийитиниң һәмкарлиқида «улар үчүн үмид чириғи йандурғин» намлиқ сәпәрвәрлик паалийити даирисидә, ианә қилғучилар, кийим-кечәк, әдийал, сүт, консервалиқ йемәклик, давалаш буйумлири, ойунчуқлар вә нәқ пул ианә қилди.

тәхминән 20 милйон нопусниң йүздә бир пирсәнтини тәшкил қилидиған замбийәдики мусулманлар, йәр тәврәш апитидә талапәткә учриғанлар үчүн 100 миң доллар нәқ пул йардими йиғди.

сербийәниң пайтәхти белград вә бошнақлар көп санлиқни тәшкил қилидиған санҗақ районида, түркийәдики йәр тәврәш апитидә талапәткә учриғанлар үчүн тәййарланған йемәклик мәһсулатлирини елип маңған йардәм карванлири, йәр тәврәш райониға қарап йолға чиқти.

мексика тәрипидин әвәтилгән 10 тонна инсанпәрвәрлик йардәм буйумлири, түркийәниң адана вилайитигә йәткүзүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر