америкада бир университетта қораллиқ һуҗум йүз бәрди

америка қошма иштатлириниң мишиган иштатлиқ университетниң қорусида йүз бәргән қораллиқ һуҗумда үч адәм қаза қилди.

1946155
америкада бир университетта қораллиқ һуҗум йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: университет сақчилириниң билдүрүшичә, түнүгүн кечә университет қорусида қораллиқ һуҗум йүз берип, үч киши җенидин айрилған, һуҗумда йариланған бәш киши дохтурханиға орунлаштурулған.

сақчи тәрәпниң билдүрүшичә, нәччә йүзлигән сақчи университетниң шәрқий ләнсиң қорусида африқада туғулған әр җинайәт гумандарини ахтурған. ахтуруш нәтиҗисидә, гумандарниң һуҗумдин кейин өзини өлтүрүвалғанлиқи ениқлап чиқилған.

тәхминән 50 миң оқуғучиси бар мишиган иштатлиқ университетта, дәрсләрни өз ичигә алған барлиқ паалийәтләр48 саәт әмәлдин қалдурулған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر