фирансийә пуқралирини беларусийә тәвәликидин чиқип кетишкә чақирди

фирансийә ташқи ишлар министирлиқи беларусийәдики пуқралирини тездин беларусийә тәвәликидин чиқип кетишкә чақирди.

1946194
фирансийә пуқралирини беларусийә тәвәликидин чиқип кетишкә чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийә ташқи ишлар министирлиқи байанат елан қилип, русийә билән украина оттурисидики уруш вә йавропа иттипақи дөләтлири билән беларусийә оттурисидики һава тәвәликиниң авийатсийә қатнишиға тақиветилиши сәвәбидин, пуқраларниң беларусийәгә сайаһәт қилмаслиқини тәләп қилди.

байанатта, литванийә билән латвийә чеграсиниң очуқ болидиғанлиқи қәйт қилинди.

сайаһәтчиләрниң полша тәрәпкә өтүши үчүн пәқәт тереспол линийәсиниңла очуқ икәнликигә ишарәт қилинған байанатта, беларусийәдики фирансийә пуқралириниң литванийә, полша йаки латвийә билән чегра еғизлири арқилиқ қуруқлуқ йоли билән «дәрһал чиқип кетишлири» тәләп қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر