данийә украинаға шрапнел атидиған зәмбирәк йардәм қилди

данийә барлиқ «CAESAR» намлиқ шрапнел атидиған зәмбирәклирини 2022 – йили 24 – февралдин буйан русийә билән уруш қиливатқан украинаға йардәм қилди.

1945807
данийә украинаға шрапнел атидиған зәмбирәк йардәм қилди

түркийә авази радийоси хәвири: украина дөләт мудапиә министирлиқиниң аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилинған байанатта, данийәниң украинаға қилған һәрбий йардими һәққидә мәлумат берилип мундақ дейилди:

«данийә барлиқ <CAESAR> намлиқ шрапнел атидиған зәмбирәклирини 2022 – йили 24 – февралдин буйан русийә билән уруш қиливатқан дөлитимизгә йардәм қилди. дәрвәқә, данийә күришимизниң йавропа күриши икәнликини тонуп йәткән һәқиқий дост дөләттур.»

байанатта, украинаға берилгән шрапнел атидиған зәмбирәкләрниң сани һәққидә мәлумат берилмиди.

данийә дөләт мудапиә министири җакоб еллеман-җенсен йанвар ейида, украинаға фирансийәдә ишләнгән 19 данә «CAESAR» намлиқ шрапнел атидиған зәмбирәк беридиғанлиқлирини билдүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر