йавропа рәһбәрлири әрдоғанға бирләшмә мәктуп йоллиди

йавропа иттипақи дөләтлири рәһбәрлири түркийәдә йүз бәргән йәр тәврәш сәвәбидин җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға мәктуп йоллап, һал сориди вә түркийә билән һәмкарлишидиғанлиқини ипадилиди.

1944511
йавропа рәһбәрлири әрдоғанға бирләшмә мәктуп йоллиди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи рәһбәрлириниң белгийәниң пайтәхти бирйусселда чақирилған йиғини, 6-феврал қаһраманмараш мәркәзлик йәр тәврәштә қаза қилғанларға һөрмәт билдүрүп бир минут сүкүттә туруш билән башланди.

рәһбәрләр йәнә, җумһур рәис әрдоғанға мәктуп йоллап: «хәлқиңиз инсан қәлбини зәрдаб қилидиған мушәққәтләрни баштин кәчүрмәктә» деди вә йәр тәврәштә һайатидин айрилғанларға тәзийә билдүрди.

ой-пикирлириниң йеқин – йоруқлиридин айрилип қалғанлар вә туғқанлири һәққидә учурға игә болушни тәқәззалиқ билән күтүватқанлар билән бирликтә икәнликини әскәрткән рәһбәрләр, йаридарларниң саламәтликиниң тезрәк әслигә келишини тилиди вә вақит билән бәсләшкән һалда қутқузуш хизмәтлири билән шуғуллиниватқанларға һөрмәт билдүридиғанлиқлирини әскәртип: «йавропа иттипақи вә униңға әза дөләтләр бу паҗиә алдида түркийә вә сүрийә хәлқлири билән толуқ һәмкарлишиду» дегәнләрни қәйт қилди.

рәһбәрләр, йәр тәврәштин кейинла дәрһал йардәм қилиш үчүн қоллиридин келишичә тиришчанлиқ көрсәткәнликлиригә ишарәт қилип, йавропа иттипақи комиссийони вә йавропа иттипақи нөвәтчи рәисилик вәзиписини өтәватқан шиветсийәниң хәлқара җәмийәтниң иқтисадий йардимини қолға кәлтүрүш үчүн, март ейида бир ианә топлаш йиғини өткүзүшкә тәййарлиқ қиливатқанлиқини тәкитлиди.

рәһбәрләр мәктупида: «биз түркийә даирилири билән күчлүк маслишип, йардәмләрни ашурушқа тәййармиз, ойлиримиз сиз вә хәлқиңиз билән биллә болушни давамлаштуриду» дегән ибариләргә орун  бәрди.

йавропа иттипақи башлиқлар йиғининиң хуласә доклатиға қаһраманмарашта йүз бәргән йәр тәврәшкиму орун берилди؛ доклатниң «түркийә вә сүрийәдики йәр тәврәш» мавзулуқ бөлүмидә, тәзийә билдүрүлди вә һәмкарлиқ орнитилидиғанлиқи қәйт қилинди.

йавропа иттипақиниң тәврәнмәс һәмкарлиқи даирисидә, 1600 кишилик издәш-қутқузуш әтритиниң түркийәгә әвәтилгәнлики оттуриға қойулған байанатта, йавропаниң йардәмни көпәйтишкә тәййар икәнлики әскәртилди.

байанатта, барлиқ тәрәпләрниң йәр тәврәшниң зийанкәшликигә учриған сүрийәликләргә йардәм қилишқа чақирилғанлиқи, инсаний паалийәтләрни қоллаш үчүн қошумчә мәбләғ аҗритилғанлиқи, йардәм әшйалирини б д т һимайиси астида тез сүрәттә әвәтишкә чақирғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر