дунйа сәһийә тәшкилати түркийә үчүн «3 - дәриҗилик җиддий һаләт» елан қилди

дунйа сәһийә тәшкилати хәлқара җамаәтчиликни түркийә һөкүмити вә дунйа сәһийә тәшкилати билән толуқ маслишишқа чақириқ қилди.

1943690
дунйа сәһийә тәшкилати түркийә үчүн «3 - дәриҗилик җиддий һаләт» елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: дунйа сәһийә тәшкилатиниң йавропа директори доктор һанс клуг дунйа сәһийә тәшкилатиниң түркийә вә сүрийәниң шималида йүз бәргән икки чоң йәр тәврәштин кейин, әң йуқири җиддий һаләт сәвийәси болған  «3 - дәриҗилик җиддий һаләт» елан қилғанлиқини җакарлиди.

дунйа сәһийә тәшкилатиниң 3-дәриҗилик җиддий һаләт елан қилғанлиқи, дунйа сәһийә тәшкилатиниң пүткүл имканийәтлирини сәпәрвәр қилидиғанлиқини билдүриду.

дунйа сәһийә тәшкилатиниң мудири доктор клуг түнүгүн (7-феврал) дунйа сәһийә тәшкилатиниң иҗраийә кеңишигә түркийә вә сүрийәдә йүз бәргән йәр тәврәш тоғрисида доклат бәргәнликини әскәртип,  «3 - дәриҗилик җиддий һәләт»  елан қилинғанлиқини билдүрди.

доктор клуг байанатида: «өзиниң җанлири хәтәр ичидә икәнликигә қаримай һәрикәткә өткән ғазиантәптики дунйа сәһийә тәшкилатиниң нәқ мәйдан хадимлирини алқишлаймән» деди.

доктор клуг дунйа сәһийә тәшкилати йавропа әтритиниң ғазиантәп, әнқәрә вә истанбулда паалийәт қиливатқанлиқини билдүрүп: «түркийә һөкүмити даирилирини һайат қутқузуш үчүн тәқдиргә лайиқ һәрикәт башлиғанлиқини мәдһийәләймән. алаһидә һәмкарлиқини көрсәткән әза дөләтләргә рәһмәт оқуймән. хәлқара җамаәтчиликни йардәмләрни давамлаштурушқа, түркийә һөкүмити вә дунйа сәһийә тәшкилати билән толуқ маслишишқа чақириқ қилимән» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر