италийә баш министири бир қисим йавропа иттипақи рәһбәрлири билән көрүшти

италийә баш министири гиоргийа мелони 9 – вә 10 - феврал күнлири өткүзүлидиған йавропа иттипақи рәһбәрлири йиғиниға тәййарлиқ мәқситидә фирансийә, голландийә, австрийә вә гретсийә рәһбәрлири билән телефонда көрүшти.

1943283
италийә баш министири бир қисим йавропа иттипақи рәһбәрлири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: италийә баш министирлиқиниң байанатида, 3 - февралда шиветсийәниң пайтәхти стокһолм вә германийәниң пайтәхти берлинда учришишларда болған мелониниң 9 – вә 10 - феврал күнлири өткүзүлидиған йавропа иттипақи рәһбәрлири йиғинидин илгири бир қисим йавропа дөләтлири рәһбәрлири билән телефонда көрүшкәнлики билдүрүлди.

мелониниң кәчтә фирансийә пирезиденти еммануел макрон, голландийә баш министири марк рутте, австирийә баш министири карл нехаммер вә гретсийә баш министири кирйакос мичотакис билән көрүшкәнлики уқтурулди.

баш министир мелониниң телефон сөһбитидә украинани 360 гирадуслуқ толуқ қоллаш, карханиларниң риқабәт күчини ашуруш үчүн йавропа иттипақиниң һәл қилиш чариси вә көчмәнләр еқимидин тартип, чеграни контрол қилишқа қарита йавропа қатлимида бир һәл қилиш чариси тепиш қатарлиқ мәсилиләр тоғрисида музакириләшкәнлики билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر