фирансийәдики иш ташлаш намайиши сәвәбидин нурғун саһәләрдики мулазимәтләр тохтап қалди

фирансийәдики пинсийә ислаһатиға қарши кәң көләмлик иш ташлаш намайишиниң үчнчи нөвәтлики башлиниши билән тәң дөләтниң нурғун саһәлиридики мулазимәтлири тохтап қалди.

1942966
фирансийәдики иш ташлаш намайиши сәвәбидин нурғун саһәләрдики мулазимәтләр тохтап қалди

түркийә авази радийоси хәвири: пенсийә йешини 62 йаштин 64 йашқа өстүрүшни пиланлиған ислаһат қанун лайиһәсини һөкүмәт дөләт мәҗлисидә музакирәлишишни давамлаштуруватқан бир пәйттә, омумий ишчилар уйушмиси (CGT) қатарлиқ нурғун ишчилар ойушмисиниң қатнишиши билән ислаһатқа қарши үчинчи қетимлиқ иш ташлаш намайиши башланди.  

пайтәхт париж қатарлиқ нурғунлиған шәһәрләрдә енергийә, қатнаш, нефит айриш завути вә парахот завути ишчилирини өз ичигә алған асасий мулазимәт тармақлириниң хизмәтчилири иш ташлашқа қатнашти.

мәмликәт миқйасидики иш ташлаш даирисидә күтүлгән намайишлар сәвәбидин, фирансийәниң асаслиқ енергийә билән тәминлигүчиси «EDF» ниң ток ишләпчиқириш миқдари 2500 мегават азайтилди.

пойиз, метро вә аммиви аптобус сәпәрлириниң көпинчиси әмәлдин қалдурулди. нәтиҗидә техиму көп хусусий аптомобилларниң қатнишиши сәвәбидин йолларда бир қанчә километир узунлуқтики өчрәтләр шәкилләнди.

фирансийә хәлқ авийатсийә идариси (DGAC)  авийатсийә ширкәтлирини контрол қилғучиларниң иш ташлиши сәвәбидин париж айродурумида һәр бәш нөвәтчи айропиландин бирини әмәлдин қалдурушқа чақирди.

йәнә бир тәрәптин, мәмликәт миқйасидики оқутқучи вә оқуғучиларму иш ташлашқа қатнашти.

баш министир елизабет борне 10-йанварда пирезидент еммануел макронниң сайлам вәдисигә киргүзүлгән пенсийә ислаһатиниң мәзмунини елан қилған иди.

фирансийәдә әслидә пенсийә йеши 62 болуп, 1 – сентәбирдин тартип қанунлуқ пенсийә йешиниң тәдриҗий һалда һәр йили үч ай өстүрүлүп, 2030-йилиғичә 64 йашқа чиқирилидиғанлиқини билдүргән борне, 2027 – йили пенсийә маашиниң һәммини алалиши үчүн 43 йиллиқ истрахуанийә һәққи төләшни шәрт қилидиғанлиқини уқтурған иди.

бу талаш тартишлиқ ислаһатқа қарши милйонлиған кишиләр 19 - вә 31 - йанвар күнлири мәмликәт миқйасида иш ташлап намайиш өткүзгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر