қатар апәт районлириға инсанпәрвәрлик йардәм қилиш паалийитини башлиди

қатар мәркизи қаһраманмараш болған түркийә вә сүрийәдә йүз бәргән 7.7 бал йәр тәврәш апитидә еғир талапәткә учриғанлар үчүн инсанпәрвәрлик йардәм паалийитини башлиди.

1942622
қатар апәт районлириға инсанпәрвәрлик йардәм қилиш паалийитини башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: қатар инсанпәрвәрлик йардәм тәшкилати тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта, мундақ дейилди: «<йәр тәврәш апитидә талапәткә учриғанларға йардәм бериш> шоари астида түркийә вә сүрийәдики апәт районкириға инсанпәрвәрлик йардәм бериш паалийити башланди.»

байанатта, паалийәт даирисидә инсанпәрвәрлик йардәм буйумлиридин сирт йәнә,  тиббий йардәмләрниму апәт районлириға йәткүзүп бериш хизмити ишлиниватқанлиқи қәйт қилинди.

байанатта йәнә, һәм сахавәтчиләр бу паалийәткә төһпә қошушқа чақириқ қилинди, һәмдә даириләрдин, йәр тәврәш апитидә қаза қилғучиларниң әһвалиниң йаманлишип кетишиниң алдини елиши тәләп қилинди.

мусулман өлималар бирликиму ислам дунйасини түркийә вә сүрийәдә йәр тәврәш апити йүз бәргән районларға дәрһал инсанпәрвәрлик йардәм буйумлирини йәткүзүп беришкә чақирғаниди.

дунйа мусулман өлималар бирлики тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, бирликниң, район дөләтлиригә тәсир көрсәткән вә мәркизи қаһраманмараш вилайити болған йәр тәврәш апити түпәйли түркийә вә сүрийә хәлқлири билән һәмкарлиқ асасида һәрикәт қиливатқанлиқи билдүрүлгәниди.

байанатта, мундақ дейилгәниди: «йәр тәврәш апитидә һайатидин айрилғанларға аллаһ тааладин рәһмәт, йариланғанларға шипалиқ тиләймиз. ислам дөләтлири вә инсанпәрвәрлик йардәм тәшкилатлирини йәр тәврәш апити йүз бәргән районларға дәрһал инсанпәрвәрлик йардәм буйумлирини йәткүзүп беришкә чақиримиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر