хитай «җасуслуқ шари» ниң етип чүшүрүлгәнликигә наразилиқ билдүрди

хитай «истихбарат мәқсәтлик» дегән гуман билән американиң хитайға тәвә шарни етип чүшүрүвәткәнликигә наразилиқ билдүрди.

1942036
хитай «җасуслуқ шари» ниң етип чүшүрүлгәнликигә наразилиқ билдүрди
cin casus balonu.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: хитай ташқи ишлар министирлиқиниң байанатида: «хитай американиң пуқрави учқучисиз һава апаратиға қорал ишләткәнликигә ғәзәпләнмәктә вә һуҗумға наразилиқ билдүриду» дейилди.

хитайниң байанатида, вашингитон даирилиригә шарниң пуқрави мәқсәтлик икәнлики, зорлаш характерлик сәвәбләр билән америка һава тәвәликигә кирип қалғанлиқиниң пүтүнләй тасадипийлиқ икәнлики, мәсилини тәмкин, кәспий шәкилдә вә мөтидиллиқ билән һәл қилинишиниң тәләп қилинғанлиқини билдүрүп: «америка дөләт мудапиә министирлиқиниң байанатчиси шарниң йәр йүзидики хадимларға һәрбий йаки җисманий тәһдит елип кәлмигәнликини ейтти. шундақ әһвалдиму, америка тәрәп қорал ишлитиштә чиң туруп, хәлқара қаидә – қанунларға очуқ һалда хилаплиқ қилди» дейилди.

байанатта йәнә, хитайниң вәқәдә зийанға учриған ширкәт вә органларниң қанунлуқ һәқ-һоқуқи вә мәнпәәтини қоғдайдиғанлиқи һәмдә керәклик инкас қайтуруш һоқуқини сақлап қалидиғанлиқи билдүрүлди.

америка дөләт мудапиә министирлиқи (бәш бурҗәклик бина) 2 - февралда хитайға тәвә йуқири егизлик истихбарат шариниң, америка чоң қуруқлуқида учқанлиқини вә америка армийәсиниң шарни көзитиватқанлиқини елан қилған иди.

хитай даирилири шарниң хитайға тәвә пуқрави һава аппарати икәнликини, метеорологийәлик тәтқиқатқа ишлитилгәнликини, шамалниң сөрәп кетиши сәвәбидин хата һалда америка һава тәвәликигә кирип қалғанлиқини билдүргән иди.

хитайниң «җасуслуқ шари», америка пирезиденти җо байдинниң буйруқи билән америка чоң қуруқлуқдин деңиз тәвәликигә өткәндә, америка армийәсигә тәвә уруш айропиланлири тәрипидин етип чүшүрүлди.

 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر