әрәб дөләтлиргә начар һава райи тәсир көрсәтмәктә

шиддәтлик йамғур, боран вә чаң-тозанлиқ һава райи, мисир, ийорданийә, әрәб бирләшмә хәлипилики, қатар, кувәйт, ливан қатарлиқ дөләтләрдә, қатнаш , сағламлиқ вә енергийә мәсилилирини кәлтүрүп чиқармақта.

1940880
әрәб дөләтлиргә начар һава райи тәсир көрсәтмәктә

түркийә авази радийоси хәвири: мисир йәрлик тәрәққийат министирлиқиниң йазма байанатида, дөләтниң шималидики әл-буруллус, шәрқтики әл-ариш вә ас-сухнә портлириниң «шамал сүритидики ешиш вә деңиз долқуниниң көтүрүлүши сәвәбидин тақалғанлиқи» хәвәр қилинди.

бу һәқтики байанатта, мисирниң деңиз бойидики районларда һәддидин зийадә һөл-йеғин, боран вә начар һава райи сәвәбидин нурғун енергийә йәткүзүш линийәсиниң бузулуши вә ток соқуши нәтиҗисидә, нурғун деһқанчилиқ һайванлириниң һалак болғанлиқи билдүрүлди.

ийорданийә, әрәб бирләшмә хәлипилики, қатар вә кувәйттә қаттиқ боран кәлтүрүп чиқарған чаң-тозанлиқ һава райидин агаһландуруш берилди.

 байанатта, чаң-тозанлиқ һава райиниң көрүш мусаписиға тәсир қилиши мумкинлики вә нәпәс йоли кесәлликлириниң тарқилишини кәлтүрүп чиқиридиғанлиқи қәйт қилинди.

ливан метерологийә институтиниң йазма байанатида, «фараһ» дәп атилидиған боранниң һәптә ахириғичә тәсирини көрситидиғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر