доналд трамп: «американиң хитайға қарши туралайдиған бир рәһбәргә еһтийаҗи бар»

американиң сабиқ пирезиденти доналд трамп 2024 - йиллиқ пирезидент сайлими сәпәрвәрликини башлиди.

1939841
доналд трамп: «американиң хитайға қарши туралайдиған бир рәһбәргә еһтийаҗи бар»

түркийә авази радийоси хәвири: америкада өткүзүлидиған 2024-йиллиқ пирезидентлиқ сайлимиға намзат болған җумһурийәтчиләр партийәсиниң сийасәтчиси доналд трамп сайлам сәпәрвәрликигә мунасивәтлик нутуқини нев һәмпширдә чақирилған партийәсиниң йиллиқ йиғинида вә җәнубий каролина иштатиниң мәркизи коломбийәдә сөзлиди.

трамп 2024-йиллиқ сайлам үчүн илгирикигә қариғанда «техиму ирадилик вә ғәзәпкә толған» һаләттә икәнликини һәмдә чоң йиғилишларни өткүзидиғанлиқини билдүрүп: «чүнки сайлиғучиларда биз илгири көрүп бақмиған бир роһ бар» деди.

трамп пирезидентлиқ дәвридә йолға қойған сийасәтлирини мисал кәлтүрүп, һазизқи пирезидент җо байдинниң чегра, иқтисад вә иҗтимаий сийасәтлирини тәнқид қилди.

трамп: «2024-йиллиқ сайлам дөлитимизни қутқузуштики бирдинбир пурситимиздур» деди вә «америка солчил идеологийәләр, йәр асти дөләт, ахбарат вә хитайға қарши туралайдиған бир рәһбәргә еһтийаҗлиқ» дегән қаришини илгири сүрди.

доналд трамп 2017 – йилидин 2021 - йиллириғичә пирезидентлиқ вәзиписини өтигән вә алдинқи йили (2022) 16 - нойабирда 2024-йили өткүзүлидиған пирезидентлиқ сайлимиға өзиниң намзатлиқини елан қилған иди.

2024-йиллиқ сайлам үчүн һазирқи пирезидент җо байдинниңму намзатлиқ илтимасини 7–февралда тапшуридиғанлиқини «иттипақдаш дөләтләр» нутуқидин бурун елан қилиши мөлчәрләнмәктә.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر