сичүәнниң тибәт районида йәр тәвриди

хитайниң ғәрбтики өлкилиридин бири болған сичүәнниң гәнзи тибәт аптоном области лудиң наһийәсидә 5.6 бал йәр тәвриди.

1938140
сичүәнниң тибәт районида йәр тәвриди

түркийә авази радийоси хәвири: хитай йәр тәврәш тор мәркизиниң мәлуматиға асасланғанда, бүгүн (26-йанвар) әтигәндә гәнзи тибәт аптоном областиниң лудиң наһийәсидә 5.6 бал йәр тәвригән.

йәр тәврәштә өлүм-йетим һадисисиниң көрүлмигәнлики, районға 100 гичә болған қутқузуш хадимлириниң әвәтилгәнлики қәйт қилинди.

лудиң наһийәсини әтраптики аһалиләр райониға туташтуридиған ташйолларда тупрақ сийрилиш вәқәлириниң йүз бәргәнлики әскәртилди.

сичүән өлкисиниң мәркизи чеңду шәһириниң 230 километир ғәрбигә җайлашқан лудиң наһийәсидә 2022-йили 5-сентәбирму 6.8 бал йәр тәвригән болуп, шу қетимқи йәр тәврәштә 90 дин артуқ киши җенидин айрилған, 270 тин артуқ киши йариланған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر